германийә исраилийәни давамлиқ қорал - йарағ билән тәминләйду

германийә баш министири  олаф шолз исраилийәни давамлиқ қорал - йарағ билән тәминләйдиғанлиқлирини билдүрди.

2197226
германийә исраилийәни давамлиқ қорал - йарағ билән тәминләйду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири шолз ғәззәдә 2023-йили 7-өктәбир башланған вәқәләрниң бир йиллиқи мунасивити билән германийә парламентида чақирилған йиғиниға қатнашти.

шолз йиғинда, өктичиләр партийәси болған хиристийан демократлар иттипақи партийәси рәһбири фредрик мерзниң, германийә һөкүмитиниң исраилийәгә қорал - йарағ  екиспорт қилинишиға иҗазәт бәрмигәнлики, шуниң билән, германийәниң бу дөләткә йетәрлик дәриҗидә йардәм қилалмиғанлиқи тоғрисидики соалиға җаваб бәрди.

у германийә һөкүмитиниң исраилийәни қорал - йарағ билән тәминлимәслики тоғрулуқ қарар чиқармиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

«биз исраилийәни қорал - йарағ билән тәминләп келиватимиз, буниңдин кейинму давамлиқ тәминләймиз, бу һәқтә германийә һөкүмитиниң мәйдани мана мушундақ.»

у германийә һөкүмитиниң йеқинда исраилийәни йәнә қорал - йарағ билән тәминләш тоғрулуқ қарар чиқарғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر