мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси башлиқлар йиғини москвада чақирилди

мустәқил дөләтләр ортақ гәвдисигә әза дөләтләрниң рәһбәрлири дунйа хәлқлирини йеңи бир дунйа уруши башлаш йөнилишидики һәрикәтләрни тосушқа чақирди.

2196338
мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси башлиқлар йиғини москвада чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси башлиқлар йиғини русийәниң нөвәтчи рәисликидә киремил сарийида аввал тар даиридә, андин вәкилләр һәйитиниң қатнишиши билән кәң даиридә өткүзүлди.

йиғинға саһибхан дөләт русийәниң пирезиденти владимир путиндин башқа, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, қазақистан пирезиденти қасим җомарт тоқайев, қирғизистан пирезиденти садир җапаров, түркмәнистан дөләт рәиси сәрдар бәрдимуһамәдов, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, беларусийә пирезиденти александир лукашенко, таҗикистан пирезиденти имамәли рахман, әрмәнистан баш министири никол пашинйан вә мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси баш катипи сергей лебедев қатарлиқлар қатнашти.

йиғинда 11 һөҗҗәт имзаланди. мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси дөләтлириниң рәһбәрлири келәр йили тәбриклинидиған совет иттипақиниң 2-дунйа урушида натсист германийәсини мәғлуп қилғанлиқиниң 80 йиллиқи мунасивити билән ортақ байанат елан қилди.

рәһбәрләр ортақ байанатида, мустәқил дөләтләр ортақ гәвдиси дөләтлириниң хәлқлири вә дунйадики хәлқләрни фашизм вә натсизмниң қайта җанлинишиға йол қоймаслиқ, йеңи бир дунйа урушини башлаш йөнилишидики һәрикәтләрни тосушқа чақирди.

русийә пирезиденти путин йиғинда сөз қилип, мустәқил дөләтләр ортақ гәвдисигә мунасивәтлик нөвәттики мәсилиләр, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

у мустәқил дөләтләр ортақ гәвдисиниң тәрәққий қиливатқанлиқини тәкитләп, сода саһәсидә дөләт пуллириниң ишлитилиши билән ташқи амиллардин мустәқил малийә системиси қуруш җәрйаниниңму давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر