исраилийә қирғин қилған пәләстинликләрниң сани 41 миң 206 гә йәтти
исраилийә қисимлири 2023-йили 7-өктәбирдин буйан ғәззә районида елип барған қирғинчилиқида өлтүрүлгән пәләлстинликләрниң сани 41 миң 206 гә йәтти.
түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә министирлиқиниң байанатида, исраилийәниң ғәззә райониға 345 күндин бери һуҗум қиливатқанлиқи билдүрүлди. исраилийә қисимлириниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззә райониниң һәр қайси җайлирида «үч чоң қирғинчилиқ» елип барғанлиқи вә бу һуҗумларда йәнә 24 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқи һәмдә 57 пәләстинликниң йариланғанлиқи уқтурулди.
исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан ғәззә райониға қилған һуҗумлирида қаза қилғанлар саниниң 41 миң 206 гә, йариланғанлар саниниң 95 миң 337 гә йәткәнлики тәкитләнди.
байанатта йәнә, харабиликләр астида вә йол йақисида җәсәтләрниң барлиқи, әмма исраилийә қисимлириниң тосқунлуқ қилиши сәвәбидин давалаш әтрәтлири билән хәлқ мудапиә хадимлириниң җәсәтләрни чиқаралмайватқанлиқи қайта тәкитләнди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.