ирқий қирғинчи исраилийә ғәззә пуқралирини қирғин қилишни давамлаштурмақта

исраилийәниң сәһәр вақтидин башлап ғәззә райониниң охшимиған җайлириға қилған һуҗумида 6 кичик балини қошқанда, кәм дегәндә 26 пәләстинлик өлтүрүлди.

2187290
ирқий қирғинчи исраилийә ғәззә пуқралирини қирғин қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззә райониниң шималидики бәйт хәнун бйезисиға қаритилған зәмбирәк һуҗумида икки пәләстинлик қаза қилди.

ғәззә шәһиригә қилинған айрим-айрим 3 қетимлиқ һава һуҗумида болса, 21 пәләстинлик һайатидин айрилди.

шәһәрниң әз зәйтун мәһәллисидики зәйтун шәһидлири мәктипигә қилинған һуҗумда, икки кичик бала вә бир айални қошқанда, җәмий бәш пәләстинлик һайатидин айрилди.

исраилийәниң ғәззәниң оттура қисмидики әл-мәғази панаһланғучилар лагерида бир өйгә қилған һуҗуми нәтиҗисидә, кәм дегәндә икки пәләстинлик һайатидин айрилди.

җәнубтики хан йунуста болса, аттар районида панаһланғучилар туруватқан чедирға қилинған һуҗумда бир пәләстинлик қаза қилди.

исраилийә ғәззәгә қарита уруш башлиған 7 - өктәбир буйан миңлиған пәләстинлик панаһлиниватқан мәктәпләрни нуқтилиқ һуҗум нишани қилишни давамлаштурмақта.

исраилийәниң 7 - өктәбирдин буйан ғәззә райониға қилған һуҗумида аз дегәндә 16 миң 715 кичик бала вә 11 миң 308 айални қошқанда, җәмий 41 миң 182 пәләстин пуқраси қирғин қилинди вә 95 миң 280 пәләстин пуқраси йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر