иран русийәгә башқурулидиған бомба бәрмигәнликини билдүрди
иран русийәгә баллистик башқурулидиған бомба бәргәнлики тоғрисидики әйибләшләргә рәддийә бәрди.
түркийә авази радийоси хәвири: иран парламенти иҗраийә комитети байанатчиси әли риза сәлими иранниң башқа дөләтләргә баллистик башқурулидиған бомба бәргәнликигә даир G7 дөләтлириниң байанлирини рәт қилди.
әли риза сәлими меһир хәвәр агентлиқиға бәргән байанатида: «парламент йиғинида, бир қисим йавропа дөләтлириниң иранға қарши байанлири музакирә қилинди вә иранниң һәр қандақ бир дөләткә баллистик башқурулидиған бомба бәрмигәнлики вә бәрмәйдиғанлиқи тәкитләнди» деди.
иран мәсули бу әйибләшләрниң исраилийәниң йавропа дөләтлиригә бесим ишлитиши нәтиҗисидә оттуриға қойулғанлиқини илгири сүрди.
германийә, америка, әнгилийә, италийә, франсийә, йапонийә вә канададин тәркиб тапқан G7 дөләтлириниң йазма байанатида, «иран украина урушида русийәгә баллистик башқурулидиған бомба бәрди» дәп әйибләнгән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.