америка билән әнглийә украинаға қилинидиған йеңи йардәмләрниң миқдарини елан қилди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони бленкин дөлитиниң украинани һәр хил саһәләр бойичә җәмий 717 милйон долларлиқ қоллап-қуввәтләш мәблиғи билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.

2186410
америка билән әнглийә украинаға қилинидиған йеңи йардәмләрниң миқдарини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министири андрий сибйга 4-нөвәтлик қирим мунбири башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн барған кийевдаам  ташқи ишлар министири бленкин вә әнглийә ташқи ишлар вәзири дейвид ламми билән бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

сибйга меһман министирлар билән дөлитидә давамлишиватқан урушқа алақидар мәсилиләрни музакирә қилғанлиқлирини билдүрди.

сөһбәт җәрйанида, украинаниң мудапиә иқтидарини күчәйтидиған қәдәмләрниң муһакимә қилинғанлиқиға ишарәт қилған сибйга, украина армийәси үчүн йәрлик мәһсулатларниң вә қоралларни сетивелишқа аҗритилидиған мәбләғлириниң ашурулушиниң әһмийитини тәкитләп, «бу украинаға қилиниватқан һәрбий йардәмни тез сүрәттә ашуруш вә иттипақдашлиримизниң байлиқлирини қоғдашниң бир усули» деди.

блинкин болса, украинаниң ғәрб дөләтлири тәминлигән узун мусапилик қоралларни ишлитишигә иҗазәт қилиш тәлипи мәсилисини украиналиқ рәһбәрләр билән музакирә қилғанлиқлирини, бу мәлуматларни америка пиризиденти җо байдинға йәткүзидиғанлиқини ейтти.

антони бленкин 13-сентәбир җүмә күни байдин билән әнглийә баш вәзири кейр стармерниң вашингтонда көрүшүдиғанлиқини, уларниң украинаниң узун мусапилик қорал ишлитиш тәләплирини музакирә қилишлириниң мумкинликини қәйт қилди.

блинкин америка қошма иштатлириниң русийә һуҗумлири сәвәбидин зийанға учриған енергийә системисини әслигә кәлтүрүш үчүн 325 милйон, инсанпәрвәрлик йардими үчүн 290 милйон вә миналарни тазилаш иши үчүн 102 милйон болуп, украинаға җәмий 717 милйон доллар йардәм қилидиғанлиқини билдүрди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири ламмиму дөлитиниң украинаға йиллиқ 3 милйард фондсерлиң һәрбий йардәм қилидиғанлиқини билдүрди.

бу арилиқта украина пиризиденти володимир зеленский әнглийә ташқи ишлар вәзири ламми вә америка ташқи ишлар министири бленкинни қобул қилди.

зеленский телеграм һесабида елан қилған байанатида, учришишта барлиқ муһим мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқини билдүрүп, дөлитини қоллиғанлиқи үчүн америка билән әнглийәгә рәһмәт ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر