гутеррес: исраилийәниң һуҗумлирида 6 б д т хадими өлди
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес исраилийә армийәсиниң ғәззә райониниң оттура қисмидики нусайрат мусапирлар лагериға қилған һуҗумида б д т ниң 6 хадиминиң өлгәнликини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес исраилийә армийәсиниң ғәззә райониниң оттура қисмидики нусайрат мусапирлар лагерида өй – маканлиридин айрилип қалғанлар панаһлиниватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш – хизмәт ишләш оргини (UNRWA) мәктипигә қилған һуҗумида б д т ниң 6 хадиминиң һайатидин айрилғанлиқини билдүрди.
гутеррес аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:
«ғәззәдә йүз бәргән ишларни қәтий қобул қилғили болмайду. исраилийә бүгүн йәнә панаһ җайға айландурулған вә тәхминән 12 миң киши панаһлиниватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати йеқин шәрқтики пәләстин мусапирлириға йардәм бериш – хизмәт ишләш оргини (UNRWA)) ға тәвә бир мәктәпни бомбардиман қилди. һуҗум нәтиҗисидә б д т ниң 6 хадими һайатидин айрилди.»
«хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға хилап бундақ вәһший қилмишларға дәрһал хатимә берилиши керәк.»
ғәззә районидики хәлқ мудапиәси башқармисиниң байанатида, әлкәвни мәктипигә қилинған һуҗумда қаза қилғанларниң ичидә айаллар вә балиларниңму барлиқи, һуҗум нәтиҗисидә 18 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи, 18 кишиниң йариланғанлиқи әскәртилгәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.