боррел: исраилийәниң хәлқара қанунға писәнт қилмаслиқини қобул қилғили болмайду
йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел ғәззәгә һуҗум қилишни давамлаштуруватқан исраилийәниң хәлқара қанунға писәнт қилмаслиқини қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.
2186613
түркийә авази радийоси хәвири: алий вәкил җосеп боррел иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип, исраилийә армийәсиниң ғәззәниң оттуриға қисмиға җайлашқан нусәйрат мусапирлар лагеридики б д т ниң йеқин шәрқтики пәләстинлик мусапирларға йардәм бериш вә орунлаштуруш оргиниға қарашлиқ бир мәктәпкә қаратқан һуҗумиға наразилиқ билдүрди.
исраилийәниң нусәйрат мусапирлар лагеридики мәзкур мәктәпкә бәшинчи қетим һуҗум қилғанлиқини вә һуҗумларда мәзкур органниң алтә хизмәтчисиниң һайатидин айрилғанлиқини әскәрткән боррел: «хәлқара қанунниң асасий пиринсиплириға, болупму пуқраларни қоғдашқа сәл қараш хәлқара җәмийәт тәрипидин қобул қилинмайду вә қобул қилинмаслиқи керәк» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
германийә баш министири түркийәгә зийарәткә келиду
германийә баш министири олаф шолз 19-өктәбир күни түркийәдә зийарәттә болиду.