б д т суданға йүргүзүлүватқан ембаргониң муддитини йәнә бир йил узартти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 2005-йилдин буйан суданға йүргүзүватқанқорал-йарақ ембаргоси, сайаһәт чәклимәси вә мал-мүлүкләрни тоңлитип қойуш җазалириниң муддитини йәнә бир йил узартишни қарарлаштурди.

2186514
б д т суданға йүргүзүлүватқан ембаргониң муддитини йәнә бир йил узартти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири тәрипидин сунулған қарар лайиһәси 15 әзадин тәшкил тапқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә бирдәк аваз билән мақулланди.

қарарда, суданға йүргүзүлүватқан қорал - йарағ ембаргоси, бир қисим шәхс вә органларға қойулуватқан сайаһәт чәклимәси вә мал – мүлүкләрни тоңлитип қойуш қатарлиқ җазаларниң муддити 2025-йили 12-сентәбиргичә узартилди.

қарарниң авазға қойулушидин кейин, америка қошма иштатлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ  муавин даимий вәкили, баш әлчи роберт вуд, дарфур хәлқиниң давамлиқ хәтәр вә үмидсизликкә дуч келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«бу қарарниң авазға қойулуши интайин муһим. бу хәлқара җәмийәтниң судан хәлқиниң тәқдиригә, судан вә районниң тинчлиқи һәм бихәтәрликигә көңүл бөлидиғанлиқини көрситиду.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 2005-йили 29-март күни мақуллиған 1591 - номурлуқ қарариға асасән, дарфордики тоқунушқа дахил болған бир қисим шәхс вә органларға  қорал - йарағ ембаргоси йүргүзүшни қарарлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر