боррел: кечиси йардәм берип, әтиси уларни өлтүрүш чарә әмәс

йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити бойичә алий вәкили җосеп боррел рәфаһ чегра еғизида байанат берип, ғәззәгә әвәтиливатқан йардәмләрниң еһтийаҗға селиштурғанда «окйандин бир тамчә» икәнликини ейтти.

2185592
боррел: кечиси йардәм берип, әтиси уларни өлтүрүш чарә әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: җосеп боррел мисир зийарити даирисидә тунҗи қетим барған рәфаһ чегра еғизида байанат елан қилип, 1400 йүк машинисиниң районға (ғәззәгә) киришини күтүп туруватқанлиқини, әң йахши еһтималға асасланғанда 50 йүк машинисиниң ғәззәгә кирәлигәнликини, буниң ғәззәдики еһтийаҗқа нисбәтән «окйандин бир тамчә» икәнликини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «йавропа иттипақи пәләстинликләрни сийасий һәл қилиш чариси тепишимиз керәкликини тонуп йәткән һалда қоллашни давамлаштуриду. чүнки бүгүн кечә биригә йемәклик берип, әтиси уларни өлтүрүш һәл қилиш чариси әмәс» деди.

у йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләрниң уруш тохтитиш вә әсирләрни қойуп бериш чақириқи елан қилғанлиқини, сөһбәтләрниң тез илгирилимәйватқанлиқини оттуриға қойди.

боррел йавропа иттипақиниң вәзийәтни өзгәртиш үчүн немиләрни қилалайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип: «биз исраилийә даирилиригә сийасий вә дипломатик бесим ишлитәлишимиз мумкин, әмма бизниң иқтидаримиз чәклик. биз пүтүн күчимиз билән тиришиватимиз, америкаму пүтүн күчи билән тиришиватиду. әмма бу йәрдә бир нәрсиләр тәтүригә меңиватиду. мән уруш тохтитишниң немишқа әмәлгә ашмиғанлиқини чүшәнмәйватимән. (буни) бирилири кечиктүрүватиду» деди.

боррел йәнә: «биз йәнә немиләрни қилалаймиз? иқтидаримизни ишлитиштин башқа немә ишларни қилалаймиз? әлвәттә биз техиму көп ишларни қилалаймиз, әмма мән техиму көп ишларни қилидиған сийасий ирадә бар дәп қаримаймән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر