исраилийә әскәрлири ғәрбий қирғақта 12 пәләстинликни тутқун қилди
исраилийә әскәрлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа бесип кирип қилған һуҗумида, 12 пәләстинликни тутқун қилди.
2184970
түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин азадлиқ тәшкилати, пәләстин әсирләр вә қойуп берилгәнләр һәйити билән пәләстин мәһбуслар җәмийитиниң бирләшмә байанатида, исраилийә әскәрлириниң ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа бесип кириш қилмишлирини давамлаштуруватқанлиқи билдүрүлди.
исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа қарашлиқ һәрқайси шәһәрләрдә айал журналист вә сабиқ мәһбусларни өз ичигә алған һалда кәм дегәндә 12 пәләстинликни тутқун қилғанлиқи уқтурулди.