әйгиниң исраилийә әскәрлири тәрипидин вәһшийләрчә өлтүрүлиши хәлқарлиқ наразилиқ қозғиди

паалийәтчи айшәнур әзги әйгиниң ғәрбий қирғақта қатил исраилийә әскәрлири тәрипидин вәһшийләрчә өлтүрүлиши хәлқарада наразилиқ қозғиди.

2184418
әйгиниң исраилийә әскәрлири тәрипидин вәһшийләрчә өлтүрүлиши хәлқарлиқ наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министирлиқи ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта америка пуқраси түрк паалийәтчи әйгиниң исраилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлүшиниң исраилийә сийасионлириниң буйруқлириниң нәтиҗиси икәнликини билдүрди.

министирлиқниң йазма байанатида: «бу җинайәт ишғалийәтчи исраилийәниң хәлқимизгә қилған ирқий қирғинчилиқ вә қоғлап чиқириш қатарлиқ җинайәтлириниң айрилмас бир парчисидур. ишғалийәтчи дөләт хәлқимизниң дәваси вә һәқ һоқуқини қоллиған кишиләрни һуҗум нишани қилмақта» дейилди.

байанатта, паалийәтчи әйгиниң өлтүрүлиши әйиблинип: «паалийәтчи айшәнурниң өлтүрүлүши исраилийә әскәрлириниң һәқиқий оқ ишлитип пәләстин хәлқи вә уларниң дәвасини қоллайдиған һәр бир адәмни өлтүрүшигә қолайлиқ йаритидиған ишғалийәтчи дөләтниң сийасий сәвийәдики көрсәтмиси вә буйруқлириниң әмәлий намайәндисидур» дейилди.

наблус валийси ғассан дагласму әйгиниң өлтүрүлгәнликигә наразилиқ билдүрүп: «исраилийә пәләстиндики америка паалийәтчилирини америка тәминлигән қораллар билән өлтүриватиду» деди.

пәләстин валийси ишғалийәтчи исраилийәниң айрип олтурмастин америкилиқларни өз ичигә алған пәләстинни қоллайдиған чәтәлликләрни қалаймиқан өлтүрүватқанлиқини байан қилди.

даглас: «исраилийә ишғалийәтчи һөкүмити пәләстин земинида йүз бәргән барлиқ вәқәләргә, җүмлидин бу җинайәткә тулуқ мәсулдур. дунйа әмди исраилийәгә <тохта!> дейиши керәк»  деди.

пәләстин азадлиқ тәшкилати иҗраийә кеңишиниң баш катипи һүсәйин әл шәйхму исраилийә армийисини әйгиниң өлтүрүлгәнлики үчүн хәлқара сотта сотлаш лазимлиқини тәләп қилди.

һамасниң йазма байанатида, түрк паалийәтчиси айшәнур әзги әйгиниң исраилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлишиниң американиң бир тәрәплимилик сийаситидин келип чиққанлиқи билдүрүлди.

әйгиниң бешиға оқ етип өлтүрүлгәнлики әйибләнгән байанатта, бу һуҗум «қәбиһ җинайәт» дәп тәрипләнди. хәлқара җәмийәт, бирләшкән дөләтләр тәшкилати «дәрһал һәрикәткә келип, исраилийә һөкүмитини чәкләш вә униң фашизм һәрикитини җавабкарлиққа тартиш» тәләп қилинди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиму түркийә вә америка пуқраси айшәнур әзги әйгиниң ишғалийәтчи исраилийә әскәрлири тәрипидин  өлтүргәнликиниң әтраплиқ тәкшүрүлүп, җинайәтчиләрни җавабкарлиққа тартиш тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر