исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта йәнә 25 пәләстинликни тутқун қилди
исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа қилған бесип кириш һуҗумида йәнә 25 пәләстинликни тутқун қилди.
2178679
түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин мәһбуслар җәмийити билән пәләстин азадлиқ тәшкилатиға қарашлиқ мәһбуслар вә қойуп берилгән вәкилләр тәрипидин елан қилинған бирләшмә байанатта, исраилийә әскәрлириниң ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа һуҗум қилишни давамлаштуриватқанлиқи билдүрүлди.
исраилийә қисимлириниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәрбий қирғақниң һәрқайси шәһәрлиридә қойуп берилгән мәһбуслар, 2 айал вә бир кичик балини қошқанда җәмий 25 пәләстинликни қолға алғанлиқи билдүрүлди.
ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта 7 – өктәбирдин буйан тутқун қилинған пәләстинликләр саниниң 10 миң 200 гә йәткәнлики уқтурулди.