исраилийә малийә министири смотрич американиң уруш тохтитиш чақириқиға наразилиқ билдүрди

исраилийәниң оңчил малийә министири безалел смотрич американиң уруш тохтитиш чақириқиға писәнт қилмастин, «ташқи бесимға баш әгмәйдиғанлиқини вә пүтүн күчи билән тәслим болуш келишимигә қарши туридиғанлиқини» билдүрди.

2173995
исраилийә малийә министири смотрич американиң уруш тохтитиш чақириқиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: смотрич иҗтимаий таратқу һесабида америка, мисир вә қатарниң «ғәззәдә уруш тохтитишни тездин ишқа ашуруш керәк» дегән чақириқиға наразилиқини тәкрарлиди.

смотирич американиң позитсийәсигә вә район характерлиқ тәһдитләрдин исраилийәни қоғдиғанлиқиға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрүп, «американиңму исраилийәниң демократийәсигә вә сайланған әмәлдарлириниң бихәтәрлик қарарлириға һөрмәт қилишини күтидиғанлиқини» билдүрди.

смотрич «америка әлқаидәгә тәслим болмиғандәк, исраилийәму өзиниң бихәтәрликигә зийан йәткүзидиған ташқи бесимға баш әгмәйду» деди.

америка, мисир вә қатарниң «ғәззәдә уруш тохтитиш» чақириқини «һамасқа тәслим болуш келишими» дәп тәриплигән смотрич, исраилийәниң бихәтәрликигә зийан йәткүзидиған келишимгә пүтүн күчи билән қарши туридиғанлиқини ейтти.

ақсарай дөләт бихәтәрлики алақә мәслиһәтчиси җон кирби уруш тохтитиш чақириқиға қарши турған смотричқа қарита: «смотричқа охшаш бир қисим өктичиләр бу келишимниң һамасқа тәслим болғанлиқ болидиғанлиқини йаки әсирләрни мәһбуслар билән алмаштурмаслиқ керәкликини илгири сүрүшмәктә. булар рәсвачилиқ, хата вә бимәнә» дәп баһа бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر