иранниң йеңи пирезиденти парламентқа қурулидиған һөкүмәт кабенти тизимликини сунди

иранниң йеңи пирезиденти мәсуд пәзәшкийан парламентқа өзиниң кабинетида орун алидиған 19 кишиниң тизимликини сунди.

2173999
иранниң йеңи пирезиденти парламентқа қурулидиған һөкүмәт кабенти тизимликини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: пәзәшкийанниң тизимликидә ташқи ишлар министирлиқи вәзиписи үчүн сабиқ пирезидент һәсән руһаниниң дәвридә муавин ташқи ишлар министири болған вә йадро келишимлиридә баш музакиричи болған аббас арачиму орун алди.

сабиқ зәһәрлик чекимликкә қарши туруш тәшкилатиниң баш катипи вә сабиқ биригада командири шундақла инқилабни муһапизәт қилиш армийәсиниң сабиқ қомандани генерал искәндәр мумини ички ишлар министирлиқиға көрситилди.

дөләт мудапиә министирлиқиға сабиқ һава армийә қомандани биригада командири әзиз насирзадә намзат көрситилди. истихбарат министирлиқиға болса, һазирқи министир исмаил һәбиб намзат қилинди.

йол вә шәһәрчилик министирлиқиға болса, айал мимар фәрзан садиқ намзатлиққа көрситилди.

кабинет тизимлики үчүн диндарлар көп санлиқни игиләйдиған иран парламентида, бир һәптә давамлишидиған музакиридин кейин, тизимликниң ишәнч авазиға қойулиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر