шималий корейә җәнубий корейәгә қайтидин әхләт қачиланған шарларни йоллиди
җәнубий корейә шималий корейәниң әхләт қачиланған шарларни қайтидин йоллиғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, җәнубий корейә армийә баш иштаби (JCS) ниң байанатида, шималдин «әхләт қачиланған» шарларниң әвәтилгәнлики билдүрүлгән.
байанатта, шарларниң пайтәхт сеулни чөридәйдиған гйоңги өлкисиниң шималий қисмиға қарап илгириләш еһтимали барлиқи, хәлқниң шарларға тәгмәслики вә шарларни көргәндә алақидар мәсулларға уқтуруши тәвсийә қилинди.
җәнубий корейәдә турушлуқ шималий корейәлик панаһланғучилар вә паалийәтчиләр шималий корейә һөкүмитини тәнқид қилидиған тәшвиқат варақчиси қачиланған чоң шарларни шималий корейәгә әвәткән иди.
шималий корейә буниңға қарита май ейиниң ахириғичә җәнубий корейәгә 3000 дин артуқ әхләт қачиланған шарларни йоллиған иди.
икки дөләт оттурисида җиддийчилик пәйда қилған шарларниң әвәтилиши, шималий корейә тәрипидин «пикир әркинлики» дәп тәрипләнгән болуп, җәнубий корейә бу байанатни әйиблигән иди.