иззәддин әлқәссам биригадилири йәһйа синварға бәйәт қилди
һамасниң қораллиқ қанити иззәддин әлқәссам биригадилири һамас сийасий бийоросиниң рисликигә сайланған йәһйа синварға бәйәт қилғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: һамасниң қораллиқ қанити иззәддин әлқәссам биригадилири байанатчиси әбу убәйдә, аммиви ортақлишиш тор бети телеграм сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:
«иззәддин әлқәссам биригадилири шеһит қоманданимиз исмаил һәниййәниң орниға сайланған йәһйа синварға бәйәт қилиду, қарарлирини толуқ иҗра қилиду, һәмдә йәһйа синварниң шеһит қоманданимиз исмаил һәниййәниң орниға сайлинишини бу һәрикәтниң һайатий күчи вә күчиниң испати дәп қарайду.»
һамас, иранниң пайтәхти теһранда 31-ийул күни суйиқәсткә учрап шеһит болған исмаил һәниййәниң орниға, йәһйа синварниң бу һәрикәтниң сийасий бийуросиниң рәисликигә сайланғанлиқини уқтурғаниди.
йәнә бир тәрәптин, исраилийә армийәсигә аит уруш айропиланлириниң ливанниң җәнубий қисимидики сәйда шәһиридә бир аптомобилни бомбардиман қилиши нәтиҗисидә һамас әмәлдари самир әлһаҗ қаза қилған, аптомобил сиртидики 2 пуқра йариланған.