америка исраилийә қисимлириға давамлиқ йардәм бериду

америка қошма иштатлири ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида кишилик һәқ – һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилған исраилийә қисимлириға давамлиқ йардәм беридиғанлиқини җакарлиди.

2173809
америка исраилийә қисимлириға давамлиқ йардәм бериду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси маттев миллер,  йазма байанатида, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқи сәвәблик, америка қануниға асасән һәрбий йардәмгә еришәлмәйдиған чәт әл һәрбий қисимлири һәққидә тохталди.

у, исраилийә армийәсидә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған қисимларниңму барлиқини, әмма бу қисимларниң бу қилмишлирини тездин түзәткәнликини байан қилип мундақ деди:

«ташқи ишлар министирлиқи исраилийә армийәсидә кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилған икки қисим вә икки пуқрави органға четишлиқ вәқәләрни йеқиндин тәкшүрди, тәкшүрүш нәтиҗисидә, уларниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишлирини тездин түзәткәнликини ениқлап чиқти. «Leahy қануни» басқучиға асасән, бу қисимлар вә органлар америка қошма иштатлириниң давамлиқ бихәтәрлик йардимигә еришиду.»

америка қошма иштатлирида 1997-йили мақулланған, түзгүчисиниң нами берилип, «Leahy қануни» дәп аталған бу қанун, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә четишлиқи бар чәт әл қисимлириниң америка қошма иштатлириниң һәрбий йардимигә еришишиниң алдини алиду.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилған «нетзаһ йәһуда» қисмини тәкшүрүшкә башлиған вә йеқинда бу тәкшүрүшни тамамлиғаниди.

америка таратқулириниң исмини ашкарилашни халимиған бир қисим әмәлдарларни мәнбә көрситип  елан қилған хәвәрлиридә, тәкшүрүш нәтиҗисидә ақланған қисим, қанунға хилаплиқ қилған башқа һәрбий қисим вә пуқрави органларға қарита ембарго йүргүзүшниң һаҗити йоқлуқи илгири сүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر