америка исраилийәниң бихәтәрлики үчүн районға уруш айропиланлири вә парахотларни әвәтиду
америка дөләт мудапиә министирлиқи «иранниң тәһдитлири» алдида исраилийәниң бихәтәрликини қоғдишиға йардәм бериш үчүн районға қошумчә уруш айропиланлири вә парахотларни әвәтидиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин байанатчиси сабрина синги, министир лойд остинниң, иранниң һуҗум қилиш еһтималлиқиға қарши исраилийәгә қошумчә һәрбий йардәмләрни әвәтиш тоғрисида йолйоруқ чүшүргәнликини уқтурди.
америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи бу йолйоруққа асасән, «иранниң тәһдитлири» алдида исраилийәниң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишигә йардәм беридикән, һәмдә нөвәттики вәзийәткә асасән американиң райондики һәрбий мәвҗудийитини қайтидин рәткә салидикән.
бу арқа көрүнүштә, министир остин исраилийәниң районлуқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш паалийәтлиригә қатнашқан америка әскәрлири һәм һәрбий ислиһәлириниң санини көпәйтиш, районға қошумчә уруш айропиланлири вә уруш парахотлири әвәтиш тоғрисида йолйоруқ чүшүргән.
америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи нөвәттә районда паалийәт елип бериватқан « USS Theodore Roosevelt» авийаматкисиниң орниға «USS Abraham Lincoln» авийаматкиси әвәтидикән.
америка дөләт мудапиә министирлиқи йәнә районға баллистик башқурулидиған бомбадин мудапиәлиниш иқтидариға игә қошумчә сайаһәт парахотлири вә қоғлиғучи парахотларни әвәтидикән, шундақла қуруқлуқ баллистик башқурулидиған бомбадин мудапиәлиниш иқтидарини өстүридикән.
министир остин оттура шәрқтә исраилийәни қоғдаш үчүн хизмәт қилидиған қошумчә айропилан әтритиниму районға әвәтидикән.
йәнә бир тәрәптин, америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатиға қариғанда, америка дөләт мудапиә министири остин билән исраилийә дөләт мудапиә министири йоав галлант бу мәсилә тоғрисида телефонда сөһбәтләшкән.
телефон сөһбитидә, остин америка қошма иштатлириниң исраилийәниң бихәтәрликини қоғдаш вәдисидә чиң туридиғанлиқини тәкитлигән, һәмдә «иран вә гумаштилириниң тәһдитлири» алдида тел авивға қәтий йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини әскәрткән.
остин америка қошма иштатлириниң исраилийәниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн американиң райондики һәрбий мәвҗудийити үчүн тегишлик рәткә селиш вә тәңшәш хизмәтлирини ишләйдиғанлиқи тоғрулуқ вәдә бәргән.
йәнә бир тәрәптин, америка дөләт мудапиә министири остин галлантқа, «оттура шәрқтики җиддийчиликниң техиму әвҗ елип кетишиниң муқәррәр әмәслики» ни вә «районниң вәзийитиниң нормаллишишиниң һәммигә пайдилиқ» икәнликини, буниң үчүн ғәззәдә уруш тохтитишниң моһимлиқини оттуриға қойған.
америка қошма иштатлириниң 2023-йили 7-өктәбирдин буйан бихәтәрликкә мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрдә исраилийәни зөрүр йардәмләр билән тәминләп келиватқанлиқини байан қилған остин, «иранниң тәһдитлири» алдида исраилийәгә йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлигән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
иран русийәгә башқурулидиған бомба бәрмигәнликини билдүрди
иран русийәгә баллистик башқурулидиған бомба бәргәнлики тоғрисидики әйибләшләргә рәддийә бәрди.