мәшәл: һәниййә муҗаһид сүпитидә йашиди, шеһит сүпитидә аллаһниң дәргаһиға кәтти
пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити (һамас) ниң чәт әл ишлири мәсули халид мәшәл һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййәниң муҗаһид сүпитидә йашап, шеһит сүпитидә аллаһниң дәргаһиға кәткәнликини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: мәшәл иранниң пайтәхти теһранда қәстләп өлтүрүлгән исмаил һәниййәни ахирәткә узитип қойуш үчүн, қатарниң пайтәхти доһадики имам муһәммәд бин абдулвәһһаб җамәсидә өткүзүлгән мурасимида қилған сөзидә, һәниййәниң ғәззә шәһиридики шати мусапирлар лагерида өз хәлқи арисида йашап, азаб-оқубәттиму, хушаллиқтиму, җападиму, һалавәттиму хәлқи билән биллә болғанлиқини тәкитләп мундақ деди:
«қиммәтлик қериндишимиз, рәһбиримиз, шеһит қомандан әбу әләбд исмаил абдуссалам һәниййә муҗаһид сүпитидә йашиди, шеһит сүпитидә аллаһниң дәргаһиға кәтти.»
«исраилийә өтмүштин һеч ибрәт вә савақ алмиди.»
«улар (исраилийәликләр) әсир бойи рәһбәрлиримизни өлтүрди, әмма нәтиҗиси қандақ болди? бир рәһбәр шеһит болса, йәнә бири рәһбәр униң орнини басти. қисқиси, бир шеһит дунйадин кәтсә, орниға йәнә бир шеһит туғулди вә туғулиду. шундақ қилип, хәлқимиз ниҗатлиқ һәм мустәқиллиққа еришиш сәпирини үзлүксиз давамлаштурди вә давамлаштуриду.»
тәһдитләрниң пәләстинликләрниң ниҗатлиқ мәнзилгаһиға ғәлибә қучқан һалда йетип бериш сәпирини изчил давамлаштурушиға қилчә тосалғу болалмайдиғанлиқини әскәрткән мәшәл, сөзини мундақ давамлаштурди:
«тәһдитләр бизни пиринсиплиримиздин қилчә йирақлаштуруветәлмәйду. пәләстин шәрқидин ғәрбигиә, шималидин җәнубиғичә адаққчә вәтинимиз сүпитидә өз мәвҗудийитини мәңгү сақлап қалиду. улар биздин қанчә адәмни өлтүрсә өлтүрсун, биз һәргизму мурәссә қилмаймиз, пиринсиплиримиздин әсла ваз кәчмәймиз вә исраилийәни етирап қилмаймиз.»
«пүтүн район вә дунйа исраилийәниң алҗип, әқилдин адашқанлиқини әмди билиши керәк. шуңа исраилийә һәммә йәрни қара – қойуқ һуҗум нишани қилмақта. ислам дунйасиниң рәһбәрлиригә шундақ чақириқта болимәнки: үммәтниң һошиға келидиған – ойғинидиған вақти аллиқачан кәлди.»