америка мәхпий мулазимәт башқармисиниң директори четле хизмитидин истепа бәрди

америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти доналд трампқа сайлам чоң йиғилишида оқ тәгкәндин кейин, әйибләшләргә учриған америка мәхпий мулазимәт башқармиси директори кимберлий четле хизмитидин истепа бәрди.

2166632
америка мәхпий мулазимәт башқармисиниң директори четле хизмитидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка бирләшмә хәвәр агентлиқи кимберлий четлениң америка мәхпий мулазимәт башқармиси хадимлириға електиронлуқ мәктуп йоллап, вәзиписидин истепа бәргәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә четле електиронлуқ мәктупида: «мән бихәтәрликни сақлаш бошлуқидики барлиқ мәсулийәтни үстүмгә алимән. вәқәдин кейин қийин йолни таллап, истепа беришкә қарар қилдим» дегән.

четлениң истепаси америка авам палатасиниң йиғиниға қатнишип, сабиқ пирезидент трампни қәстләп өлтүрүшкә урунуш вәқәси һәққидики соалларға җаваб бәргәндин кейинки вақитқа тоғра кәлди.

трампни қәстләп өлтүрүшкә урунуш һәрикитигә «мәхпий мулазимәт башқармисиниң узун йиллардин буйанқи әң чоң мәшғулат мәғлубийити» дәп баһа бәргән четле, мәхпий мулазимәт башқармисиниң вәқәниң һәр қайси тәрәплирини йорутуп, бу хил бихәтәрлик аҗизлиқиниң қайта йүз беришиниң алдини елиш үчүн зөрүр йиғинларни уйуштурғанлиқлирини билдүргәниди.

4 саәттин артуқ давамлашқан йиғинда, һәр икки партийәниң палата әзалири кимберлий четледин соалларни сориған؛ қәстләп өлтүрүшкә урунуш вәқәсиниң алдини алалмиғанлиқи үчүн уни қаттиқ тәнқид қилип, «дәрһал истепа бериш»кә чақирғаниди.

кәскин тәнқидләрдин кейин, түнүгүн хизмитидин истепа бәргәнликини җакарлиған кимберлий четле 2022-йили америка мәхпий мулазимәт башқармисиниң директорлуқиға тәйинләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر