исираилийәлик әсирләрниң аилилири парламент бинасиға бесип кирди

ғәззәдики исираилийәлик әсирләрниң аилилири һамас билән әсир алмаштуруш келишими түзүлмигәнликигә наразилиқ билдүрүп, ғәрбий қуддустики исираилийә парламент бинасиға бесип кирди.

2124701
исираилийәлик әсирләрниң аилилири парламент бинасиға бесип кирди

түркийә авази радийоси хәвири: әсирләрниң әһвалиға диққәт тартишни мәқсәт қилған әсирләрниң аилилири вә йеқин йоруқлири, парламент бинасиниң меһманларни кү түвелиш залиниң деризилирини сериқ рәңдә бойиди. өктичи партийәләрниң парламент әзалириму әсир аилилирини қоллиди.

әсир аилилири һамас билән әсир алмаштуруш келишими түзүлмигәнлики сәвәбидин пат-пат баш министир нетанйаһуни истепаға чақирип кәлмәктә. 2-апрел (2024) ғәззәдики исираилийәлик әсирләрниң аилилири вә һөкүмәткә қарши өктичи гуруппилардин тәшкилләнгән миңларчә намайишчи, нетанйаһуниң ғәрбий қуддустики өйиниң алдида намайиш қилған иди. намайишта, сақчилар билән намайишчилар оттурисида сүркилишләр йүз бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر