исраилийә қисимлири ғәрбий қирғақта нурғун пәләстинликләрни тутқун қилди

исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақтниң һәр қайси шәһәрлиригә қилған һуҗумлирида, бир пәләстин айалға қошуп нурғун пәләстинликләрни тутқун қилди..

2123134
исраилийә қисимлири ғәрбий қирғақта нурғун пәләстинликләрни  тутқун қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шаһитлардин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, исраилийә әскәрлири ғәрбий қирғақтики җәннин, тулкирим, рамаллаһ, әлхәлил, селфит вә калклийа қатарлиқ шәһәрләргә бесип киргән.

бесип кириш җәрйанида исраилийә қисимлири бир пәләстин айалға қошуп, нурғун пәләстинликләрни назарәткә алған.  

исраилийә қисимлири ғәззәгә 7- өктәбирдә һуҗум башлиғандин буйан, ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддуста пәләстинликләргә қаратқан тутқун қилиш, бесип кириш вә һуҗум қилиш вәқәлирини көпәйткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر