хитай пуқралири америка айродорумлирида қаттиқ тәкшүрүлмәктә

хитай америкаға сайаһәткә баридиған пуқралирини «күтүлмигән әһвалларға қарши тәййарлиқ қилиш» тоғрисида агаһландурди.

2122558
хитай пуқралири америка айродорумлирида қаттиқ тәкшүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң <WeChat> үндидар һесабида елан қилинған сайаһәт агаһландурушида, йеқиндин буйан бир қисим хитай оқуғучилар вә ширкәт хадимлириниң америка айродоромлирида «сақчиларниң сорақ қилиши вә паракәндичилик силишиға» учриғанлиқи әскәртилди.

байанатта, хитай пуқралириниң телефон, компйутер вә башқа буйумлириниң бир-бирләп ахтурулғанлиқи вә бәзи хитайларниң чеградин кириши чәкләнгәнлики, америкаға сайаһәткә баридиған башқа хитайларниңму охшаш әһвалларға йолуқуши мумкинлики уқтурулди.

байанатта, хитай ташқи ишлар министирлиқи, вашингтон әлчиханиси вә америкада турушлуқ консулханилириниң америка даирилиригә бу мәсилә һәққидә наразилиқ билдүргәнлики әскәртилди.

 

хитайниң вашингтондики баш әлчиханиси 29 - йанварда елан қилған байанатида, бир қисим хитай оқуғучиларниң вашингтондики дуллес хәлқара айродоромиға кәлгәндин кейин учриған начар муамилә сәвәбидин америкиға наразилиқ билдүргәнлики тәкитләнгән иди.

байанатта оқуғучиларниң електронлуқ үскүнилириниң айродромда тәкшүрүлгәнлики, уларниң ата-анилири билән алақилишишиму тосуп қилинғанлиқи, йәнә бәзи вәқәләрдә хитай пуқралириниң 10 саәткичә тутуп турулғанлиқи, чегра контрол хадимлириниң позитсийәлириниң хитай оқуғучиларниң акадимик хизмәтлирини қалаймиқанлаштуруп,  еғир писхикилиқ зийанларға сәвәб болғанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر