нигерийә һава армийәси террористларға қарши һәрикәт башлиди
нигерийә армийәси замфара вә нигер иштатлирида елип берилған һава һәрикитидә нурғун террористниң бир тәрәп қилинғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә һава армийәсиниң байанатчиси едвард габквет террорлуқ тәшкилати даешниң ғәрбий африқадики тармиқи исвап (ISWAP) күчлүк тәсиргә игә замфара иштатиға қарашлиқ качалла дамина вә нигер иштатиға қарашлиқ палеле районида, террористлар орунлашқан җайларға һава һәрикити елип берилғанлиқини билдүрди.
у һава һәрикитидә бир каттибашни өз ичигә алған нурғун террористларниң өлтүрүлгәнликини вә нурғун террористларниң йариланғанлиқини қәйт қилди.
у террористлар ува тутқан нурғун лагер вә искилатлириниң бомбардиман қилинип вәйран қилинғанлиқини, көп санда қорал-йарағларниң қолға чүшүрүлгәнликини әскәртти.
нигерийә йеқинқи вақитларда охшимиған қораллиқ гуруппилар, боко һарам вә исвапқа охшаш террорлуқ тәшкилатлириниң һуҗумлириға дуч кәлмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә сүрийәликләрниң панаһлиниш илтимасиға җаваб беришни тоңлатти
гиретсийә сүрийәлик мусапирларниң панаһлиқ тиләш илтимаслириға җаваб беришни тоңлатти