америкада пирезидент намзатлири керәклик вәкил саниға еришти

америка пирезиденти җо байдин билән сабиқ пирезидент җумһурийәтчиләрниң кандидат намзати нойабирда өткүзүлидиған сайламға қатнишиш үчүн керәклик вәкил саниға еришти.

2114746
америкада пирезидент намзатлири керәклик вәкил саниға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: 5-нойабир өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимидин илгири, демократ партийә билән җумһурийәтчи партийә сәйшәнбә күни (12-март) җорҗийа, вашингтон вә миссисипи иштатлирида партийә ичи сайлам өткүзди.

сайламда, пирезидент байдин билән сабиқ пирезидент трамп һәр үч иштатта ғәлибә қилди. байдин җорҗийада %95, ғәрбий шималдики вашингтонда %85, миссисипида %98 авазға еришип, керәклик болған 1968 вәкил санидин ешип кәтти. у рәсмий пирезидент намзати болуш үчүн авғуст ейида өткүзүлидиған партийә конгрәсини сақлиши керәк.

трамп болса, җорҗийада %85, вашингтон иштатида %73 вә миссисипида %92 авазға еришип, үч иштаттики барлиқ партийә вәкиллирини қолға кәлтүрди. уму җумһурийәтчиләрниң пирезидент намзатлиқи үчүн керәклик вәкил сани болған 1215 тин ашти вә ийул ейида өткүзүлидиған партийә конгрәсни сақлашқа өтти.

демократ партийәдә пирезидент намзатиниң бәлгилиниши мусаписидә, җәмий 3 миң 934 вәкил, җумһурийәтчиләрдә 2 миң 429 вәкил партийә ичи сайлимида бекитилиду.

һәр икки намзат 2020-йилидики талаш-тартишлиқ пирезидентлиқ сайлимидин кейин, 5-нойабир йәнә бир қетим америка пирезиденти болуш үчүн қариму қарши елишишқа йеқинлап қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر