пакистан кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болуш үчүн рәсмий илтимас сунди

пакистан, биразилийә, русийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқадин тәшкил тапқан кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болуш үчүн рәсмий илтимас сунди.

2068082
пакистан кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болуш үчүн рәсмий илтимас сунди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң москвада турушлуқ баш әлчиси муһәммәд хелил җәмали русийәниң «‹тасс› агентлиқи» (TASS) ға бәргән байанатида, пакистанниң кесәк алтун дөләтлиригә охшишан муһим бир тәшкилатниң әзаси болушни нишан қиливатқанлиқини ейтти.

җәмали дөлитиниң кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болуш үчүн рәсмий илтимас сунғанлиқини, әзалиқ мусаписидә русийәниң қоллишиға ишинидиғанлиқини әскәртти, шундақла исламабадни қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн башқа әза дөләтләр билән қойуқ алақилишиватқанлиқлирини қәйт қилди.

баш әлчи җәмали русийә кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәйдиған 2024-йили  пакистанниң кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болушни пиланлаватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر