исраилийәниң москвада турушлуқ әлчиси б д т ға «вақит исрапчилиқи» дәп баһа бәрди

исраилийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси александер бен сиви бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң оттура шәрқ киризисини һәл қилиш иқтидаридин гуманлинидиғанлиқини илгири сүрди.

2064278
исраилийәниң москвада турушлуқ әлчиси б д т ға «вақит исрапчилиқи» дәп баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәлик дипломат александер бен б д т ға «вақит исрапчилиқи» дәп баһа берип: «мән б д т ниң мәсилимизни һәл қилалайдиғанлиқидин гуманлинимән. чүнки мән б д т ниң һазирғичә һечқандақ мәсилини һәл қилғанлиқини көрмидим. бу тәшкилат һазирға қәдәр исраилийә үчүн мәсилини һәл қилидиған һечқандақ иҗабий иш қилип бақмиди» деди.

б д т баш катипи антонийо гутеррес тел авивниң ғәззәдики қилмишлириға қарита қаттиқ позитсийә тутуп кәлмәктә. гутеррес исраилийәни пәләстин пуқралирини қирғин қилишни тохтитиш вә йәрлик хәлққә йардәм бериш үчүн инсанпәрвәрлик каридори ечишқа чақирғаниди.

бу сәвәбтин, исраилийә һөкүмити гутерресни тәнқид қилмақта, һәтта уни истепа беришкә чақирмақта. тел авив б д т вәкиллиригә виза беришни тохтатти вә б д т ниң ғәззәдики имарәтлириниму бомбардиман қилди.

т р т русчәниң хәвәр қилғинидәк, 11-айниң 12-күни, б д т ниң йеқин шәрқтики пәләстинлик мусапирларға йардәм бериш вә мулазимәт қилиш оргининиң ғәззәдики бинаси исраилийәниң һуҗумиға учрап, еғир бузғунчилиққа учриғаниди. б д т хизмәтчилири һуҗумдин 1.5 саәт бурун бинадин айрилған болғачқа, һуҗумниң тәсиригә учримиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر