һамас б д т дин тәкшүрүш комитети қурушни тәләп қилди
һамас исираилийәниң ғәззәдики дохтурханиларни «мөкүнүш җайи» қилип пайдилиниватқанлиқи вә «тонелларни қазғанлиқи» тоғрисидики әйибләшлирини рәт қилип, б д т баш катипи антонийо гутерресни буни тәкшүрүш үчүн хәлқаралиқ комитет қурушқа чақириқ қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: һамас исираилийәниң ғәззәдики дохтурханилар тоғрисидики әйибләшлирини рәт қилип йазма байанат елан қилди.
байанатта, исираилийә армийәсиниң байанатчиси ахбарат елан қилиш йиғинида оттуриға қойғанлириниң тоғра әмәслики тәкитләнди.
б д т баш катипи антонийо гутерресқа чақириқ қилинған байанатта, ғәззәдики дохтурханиларни зийарәт қилип, исираилийәниң әйибләшлирини тәкшүрүш үчүн хәлқаралиқ комитет қуруш тәләп қилинди.
байанатта ғәззәдики дохтурханилар тоғрисида мундақ дейилди:
«исираилийә армийәсиниң байанатчиси ғәззәниң шималидики һиндонезийә дохтурханиси вә қатар дохтурханисиға қаратқан тәһдитлирини, һамасниң бу дохтурханиларниң астида тонеллар қазғанлиқини вә булардин ракета етиш үчүн пайдилиниватқанлиқини ейтип тоғра чиқиришқа урунди. бу, пуқраларға, дохтурханиларда давалиниватқан бималарға вә йаридарларға қарши давамлшиватқан җинайәтләрни ақлаш үчүн қилинған йалғанчилиқтин башқа нәрсә әмәс.»
байанатта, райондики һиндонезийә дохтурханисида тонел тепилғанлиқи тоғрисидики сөзләрниңму тоғра әмәслики әскәртилип: «әслидә дохтурханиниң йеқилғу искилати үчүн селинған бир өйи бар, қурулуш хәритиси билән рәсимләр буни испатлайду» дейилди.
байанатта йәнә, һамад дохтурханисида тонел тепилғанлиқи тоғрисидики сөзләрниңму тоғра әмәслики билдүрүлди вә дохтурханиниң астида генераторлар қойулған бир өйниң барлиқи әскәртилди.
байанатта йәнә мундақ дейилди:
«исираилийә армийә байанатчисиниң һамасниң йеқилғу оғрилиғанлиқи тоғрисидики сөзлириму йалған. бу б д т пәләстинлик мусапирларға йардәм қилиш агентлиқи тәрипидинму рәт қилинди.»
исираилийә армийәсиниң байанатчиси данийал хагари һамасниң ғәззәдики қатар, шифа вә һиндонезийә дохтурханилиридин пайдилиниватқанлиқини илгири сүрүп, бәзи аваз линтилири, фотографлар вә гирафикларниң буниңға испат икәнликини билдүргән иди.
исираилийә ғәззәдики шифа дохтурханиси, насир балилар дохтурханиси, әләһли паптст дохтурханиси, түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханиси, пәләстин қизилай җәмийитиниң қуддус дохтурханиси вә һиндонезийә дохтурханисини бомбардиман қилған иди.
бомбардиманда, йүзләрчә киши җенидин айрилди, нурғун кичик балилар вә айаллар йариланған иди.