б д т комессари җибалийа лагериға қилинған һуҗумни әйибләштин өзини қачурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи байанатчиси елизабет троссел, исраилийәниң ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға қилған һуҗумини әйибләштин өзини қачурди.

2060258
б д т комессари җибалийа лагериға қилинған һуҗумни әйибләштин өзини қачурди

түркийә авзаи рдийоси хәвири: троссел б д т җәнвә ишханисиниң һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин, исраилийә- пәләстин тоқунуши тоғрисида байанат елан қилди.

бир мухбирниң «(җибалийа мусапирлар лагери һуҗумини нәзәрдә тутқан һалда) исраилийәниң бир адәмгә зәрбә бериш үчүн, онларчә адәмни өлтүргән мусапирлар лагери һуҗумини әйибләмсиз?» дегән соалиға: «биз бу йәрниң пуқралар зич олтурақлашқан олтурақ район икәнликини көрдуқ. шуңлашқа, бундақ бир җайға һуҗум қилишниң пуқраларниң өлүш-йарилинишини кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқи бар иди. шу вәҗидин, бу һуҗум кишини әндишигә салиду» дәп җаваб бәрди.

өзлириниң бу хил тәңпуңсиз һуҗумлардин әнсирәйдиғанлиқини тәкитлигән троссел, буларниң «уруш җинайити» болуши мумкинликигә ишарәт қилип өтти.

у мухбирниң «һуҗумни әйибләштин немишқа өзиңизни қачурисиз? исраилийә буни аллиқачан рәсмий дәлиллиди. сизниң уни әйиблимәсликиңиз, бу коллектип җазани кәлтүрүп чиқарған бирәр қанунлуқ сәвәбиңизниң барлиқидин дерәк берәмду?» дегән соалиға: «бу (позитсийә) әйибләшни рәт қилиш әмәс, бәлки наһайити конкрет болушқа тиришиш вә бизниң буниңдин әндишә қиливатқанлиқимизни оттуриға қойушни көрситиду» дейиш биләнла купайиләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر