шойгу ғәрб әллиригә наразилиқ билдүрди

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу ғәрб әллириниң украина урушини асийа-тинч окйан райониға кеңәйтишкә урунуватқанлиқини ейтти.

2057783
шойгу ғәрб әллиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң пайтәхти бейҗиңда шйаңшән һәрбий мунбири йиғини өткүзүлди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу йиғинда қилған сөзидә, ғәрб әллиригә наразилиқ билдүрүп мундақ деди:

«ғәрб әллири украина урушини асийа - тинч окйан райониға кеңәйтишкә урунуватиду. җүмлидин шималий атлантик әһди тәшкилати райондики һәрбий маневирлириниң санини көпәйтмәктә, даирисини кеңәйтмәктә.»

шойгу ғәрбниң асийа-тинч окйан районида қораллиниш мәсилисидә бәслишиватқанлиқини илгири сүрди.

у америка қошма иштатлириниң хитай билән русийәни тосуш үчүн, йапонийә вә җәнубий корейә билән башқурулидиған бомба қойуп бериш мәсилисидә учур һәмкарлиқи қиливатқанлиқини тәкитлиди.

министир шойгу вашингитонниң тәбиий апәтләргә тақабил туруш вә инсанпәрвәрлик йардәм мәсилилирини баһанә қилип, килимат өзгиришини козерға айландурувалғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر