авам палатасиниң башлиқи маккарти һоқуқидин айрилди

америка тарихида тунҗи қетим авам палатасиниң башлиқи өз партийәсиниң әзалириниң авази билән һоқуқидин айрилди.

2046136
авам палатасиниң башлиқи маккарти һоқуқидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасиниң башлиқи кевин маккарти (Kevin McCarthy) җумһурийәтчиләр партийәсиниң қоллиши төвәнлигәндин кейин өткүзүлгән беләт ташлашта, һоқуқидин айрилди.

маккарти америка йеқинқи тарихида өз партийәсиниң әзалириниң авази билән һоқуқидин айрилған авам палата башлиқи болуп қалди.

авам палатасиниң җумһурийәтчи әзаси мат гаетз (Matt Gaetz) ниң маккарти үстидин сунған тәклип лайиһәси, 210 ға қарши 216 аваз билән қобул қилинди.

 маккарти демокраларниң қоллишидин башқа, сәккиз җумһурийәтчи әзаниң лайиһәгә қоллап беләт ташлиши сәвәбидин һоқуқидин айрилди. у буниңдин кейин, авам палатасиниң нормал әзаси болуп хизмитини давамлаштуриду.

америка авам палатасида йеқинқи 110 йилдин буйан тунҗи қетим авам палатасиниң башлиқини һоқуқидин чүшүрүшкә мунасивәтлик аваз ташлаш өткүзүлди.

авам палатасида җумһурийәтчиләрниң ичидики радикал бир гуруппа билән маккарти арисидики йирикчилик узун вақиттин бери давам қиливататти. бу гуруппа ичидин орун алған флорида иштатиниң җумһурийәтчи әзаси гаетз йанвар ейи (2023) да маккартиниң авам палатасиниң башлиқи болушиға қарши чиққан иди.

маккарти гаетз вә у бар болған гуруппиға бәзи мәсилиләрдә йол қойушқа мәҗбур болған болуп, 15- қетимлиқ өткүзүлгән палатадики сайламда утуп чиққан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر