б д т һәйити қарабағда

бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәйити әзәрбәйҗанниң қарабағ райониға йетип берип тәкшүрүш елип барди.

2044863
б д т һәйити қарабағда

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәйити ағдам-ханкәнди йоли арқилиқ қарабағ райониға йетип барғандин кейин, лачин чегра мудапиә тәкшүрүш понкитида вә ханкенди шәһиридә тәкшүрүшләрдә болди.

игилинишичә, бу б д т һәйитиниң аридин тәхминән 30 йил өткәндин кейин районда тунҗи қетим зийарәттә болуши һесаблинидикән.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси айхан һаҗизадә әзәрбәйҗан армийәсиниң терроризмға қарши күрәш һәрикитидин кейин, районниң вәзийитини көзитиши үчүн б д т ниң мунасивәтлик органлириниң вәкиллиридин тәшкил тапқан бир һәйәтни әзәрбәйҗанға тәклип қилғанлиқлирини уқтурғаниди.

у йәнә б д т һәйитиниң әзәрбәйҗанниң райондики инсанпәрвәрлик паалийәтлири, ул әслиһә хизмәтлири, қанунсиз әрменийә қисимлириниң қоралсизлиниш җәрйани вә мина хәвпини көзитидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر