америка: әрменийә иғвагәрчиликини тәкшүрүватимиз

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи лос анжелеста өткүзүлгән «түркийә» тоғрисидики йиғинға қарита әрменийә иғвагәрчиликини тәкшүрүватқанлиқлирини уқтурди.

2044520
америка: әрменийә иғвагәрчиликини тәкшүрүватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн лос анжелестики йунус әмрә институтиниң рийасәтчиликидә өткүзүлгән «аммиви дипломатийәниң түркийәниң  ташқи сийаситидики роли» темисидики йиғин әрменийә гурупписиниң һуҗумиға учриди.

 түркийә радийо - телевизийә идарисиниң «TRT Haber» хәвәр қанили америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқидин, - илгири шеһиит болуп кәткән түркийәлик дипломатларни хатириләткән һалда - бу вәқәгә қандақ баһа қарайдиғанлиқлирини сориди.

«TRT Haber» хәвәр қанилиға әвәтилгән йазма җавабта, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң лос анжелес сақчи идариси билән һәмкарлишип бу мәсилини тәкшүрүватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «җәнубий калифорнийә университитиниң саһибханлиқида чақирилған йиғинда түркийә баш әлчисиниму өз ичигә алған кишиләрниң һуҗумға учриғанлиқиға даир доклатлардин хәвәрдармиз. дипломатларниң вә дипломатийәни йолға қойғучиларниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн бәргән вәдимиз бойичә иш көридиғанлиқимизни йәнә бир қетим тәкрарлаймиз вә бу һәқтә барлиқ зөрүр тәдбирләрни қоллинимиз.»

түнүгүн лос анжелеста өткүзүлгән «аммиви дипломатийәниң түркийәниң ташқи сийаситидики роли» темисидики йиғин әрменийә гурупписиниң һуҗумиға учриғаниди.

түркийә, әзәрбәйҗан вә америка даирилири қатнашқан бу йиғин дәсләптә бир әрменийә иғвагәрчиси тәрипидин үзүлүп қалғаниди.

түркийә вә әзәрбәйҗан даирилирини һақарәтлигән бу иғвагәр йиғин залидин чиқириветилгәниди.

түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси мурат мәрҗан рәис сәһнисигә чиққан вақитта бир гуруппа иғвагәрчилик қилишқа башлиғаниди.

бир әрменийә иғвагәрчиси әзәрбәйҗанниң лос анжелес баш консули рамил қурбановға ағзаки һуҗум қилишқа башлиғаниди.

бу гуруппа бихәтәрлик хадимлири тәрипидин йиғин залидин чиқириветилгәниди.

шуниң билән, бу гуруппа бу қетим йиғин залиниң сиртида шавқун - сүрән селип, йиғин залидики нутуқ сөзлигүчиләргә тосалғу болушқа урунғаниди.

иғвагәрчилик һуҗуми йиғин ахирлашқандин кейинму давамлашқаниди.

йунус әмрә институтиниң рәиси шәрәф атәш, түркийәниң лос анжелес консулханиси диний мулазимәт ишлири мәслиһәтчиси исмаил дәмирәзән билән ахбарат ишлири мәсули санәр айар сирттики намайишчиларниң җисманий вә ағзаки һуҗумиға учриғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر