пентагон шималий корейә, иран, хитай вә русийәниң «тәһдитлик дәриҗиси»ни елан қилди

америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон «кәң көләмлик қирғучи қоралларға қарши туруш истратегийәси» намлиқ һөҗҗитидә иран вә шималий корейәни «мәңгүлүк тәһдит» дәп атиди.

2044323
пентагон шималий корейә, иран, хитай вә русийәниң «тәһдитлик дәриҗиси»ни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пентагон 2014 - йилидин буйан тунҗи қетим «кәң көләмлик қирғучи қоралларға қарши туруш истратегийәси» һөҗҗитини елан қилди.

һөҗҗәттә, иран билән шималий корейәгә «мәңгүлүк тәһдит», хитайға болса, «күнсери күчийиватқан тәһдит», русийәгә «өткүр тәһдит» дәп ениқлима берилди.

һөҗҗәтниң шималий корейәгә мунасивәтлик қисмида: «иқтидарини ашуруш шималий корейәни тоқунушниң һәр қандақ басқучида йадро қораллирини ишлитиш пурсити билән тәминләйду» дейилгән болса, иранға мунасивәтлик қисмида «иран һазирчә йадро қораллири пиланини давамлаштурмайватиду, дәп қариливатиду, әмма бу дөләтниң икки һәптигә йәтмигән вақит ичидә йадро қоралини тәрәққий қилдуралайдиған хам әшйаси бар» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر