песков: американиң қарабағқа хәлқаралиқ қисимларни әвәтидиғанлиқиниң конкерт қәдәмлирини көрмидуқ

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димирий песков америка қошма иштатлириниң қарабағқа вәзипә өтәш қисимлири әвәтмәкчи болғанлиқи тоғрисида һечқандақ конкрет амилларни көрмигәнликлирини билдүрди.

2042807
песков: американиң қарабағқа хәлқаралиқ қисимларни әвәтидиғанлиқиниң конкерт қәдәмлирини көрмидуқ

түркийә авази радийоси хәвири: песков пайтәхт москвада америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллерниң «қарабағда хәлқаралиқ вәзипә өтәш қисимлири болуши керәк, биз бу мәсилидә иттипақдашлиримиз билән һәмкарлишиватимиз» дегән сөзлиригә баһа бәрди.

у қарабағда вәзипә өтәш қисимлири тәйинләш үчүн әзәрбәйҗанниң тәстиқини елиш керәкликини тәкитләп: «биз һазирчә бу мәсилигә алақидар конкрет бирәр әһвални көрмидуқ. һәр қандақ бир вәзипә өтәш қисимлири пәқәт әзәрбәйҗан тәрәпниң мақуллуқини алғандила мумкин болиду» деди.

песков русийәниң қарабағ мусаписидә америка қошма иштатлириниң әксичә конкрет орун елип кәлгәнликини әскәртип: «русийәниң қарабағ мусаписи билән болған алақә вә бизниң униңға арилишиш дәриҗимизни америка билән селиштуруш мумкин әмәс. бу нуқтини бизниң қарабағ мусаписидики ағзаки әмәс, әмәлий һәрикитимиз һәққидиму дейишкә болиду. буни селиштурғили болмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатчи песков йәнә, русийә тинчлиқ сақлаш қисимлириниң районда муһим рол ойниғанлиқини вә буниң давамлишидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر