вуҗиҗ: косовудики һуҗумни косовулуқ серблар қилди

сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ косовуниң шималида йүз бәргән қораллиқ тоқунушта бир косову сақчисиниң өлүми билән ахирлашқан һуҗумниң, косовулуқ серблар тәрипидин қилинғанлиқини билдүрди.

2041764
вуҗиҗ: косовудики һуҗумни косовулуқ серблар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ қораллиқ гуруппиларниң сақчиларға оқ чиқириши нәтиҗисидә бир сақчи хадими җенидин айрилған һуҗум мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у: «бир гуруппа косовулуқ серб банжскада қатнашни тости, сақчилар йетип кәлгәндә оқ чиқарди. нәтиҗидә бир сақчи хадими җенидин айрилди, бир киши йариланди вә өзара етишиш йүз бәрди» деди.

у хәлқаралиқ органларни бир қанчә қетим агаһландурған ишниң йүз бәргәнликини, косовулуқ сербларниң косову баш министири албин куртиниң «террорлуқи» ға чидийалмиғанлиқини илгири сүрди вә мундақ деди:

«үмид қилидиғини уруш вә тоқунуш. сербийәниң нато билән тоқунушини үмид қилиду. хәлқаралиқ органлардин балдуррақ серб йәрлик һөкүмәтләр бирләшмисиниң қурулушини тәләп қилимән. бундақ болғанда, серблар өзлирини сүргүн қилинғандәк һес қилмайду вә бундақ тоқунушларниң алдини алғили болиду. хәлқни тинчлиқни қоғдашқа вә соғуққан болушқа чақиримән. қан төкүлмәслики үчүн бирликтә қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрситәйли» деди.

у кейнки күнләрдә йеңи қарарларниң елинидиғанлиқини әскәртип: «сербийә косовуниң мустәқиллиқини һәргиз етирап қилмайду. халиса һәммимизни өлтүрсун. һәр қачан сөһбәт өткүзүшкә тәййармиз, әмма косовуниң мустәқиллиқини қәтий тонумаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر