шималий корейә агентлиқи йон сук йеолни «қапақбаш» дәп атиди

шималий корейә хәвәр агентлиқи шималий корейәниң русийә билән болған мунасивитини әйиблигән җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеолни «қапақбаш» дәп атиди.

2041914
шималий корейә агентлиқи йон сук йеолни «қапақбаш» дәп атиди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә мәркизий ахбарат агентлиқи җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеолниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңиши йиғинидики сөзлири тоғрисида бир парчә анализ мақалиси елан қилди.

мақалидә, шималий корейә билән русийәниң тәрәққий қиливатқан мунасивәтлирини районниң «бихәтәрлик вә тинчлиқиға биваситә иғвагәрчилик қилиш» дәп баһа бәргән йон сук йеолға җавабән: «қошна дөләтләрниң өзара қойуқ мунасивитиниң болуши тәбиий вә нормал иш. шундақ икән, уларни сүрүштә қилип олтурушниң әһмийити йоқ» дегән ибариләргә орун берилди.

агентлиқ җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеол тоғрисида: «бундақ қапақбаш бир адәмниң шималий корейә билән русийә оттурисидики достанә мунасивәтни тәрәққий қилдурушниң чоңқур вә улуғ мәнисини чүшинәлмәйдиғанлиқи ениқ» деди.

пирезидент йон сук йеол «дипломатик әхмәқ» вә «америка қошма иштатлириниң қорчиқи» дәп тәсвирләнгән мақалидә йәнә: «сатқун қорчақ йон сук йеол һәтта б д т 78- нөвәтлик омумий кеңиши йиғинидиму шималий корейә билән русийәниң мунасивитини әйиблиди» дейилди.

америка билән җәнубий корейәниң бирләшмә маневириға ишарәт қилинған мақалидә йәнә, йон сук йеолниң дүшминигә йеқинлишиш җәһәттә иккилинип олтурмайдиған, район вәзийитини қалаймиқанлаштуридиған «бузғунчи адәм» икәнлики илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر