русийә:украина тәвәликимизгә учқучисиз һава аппаратлири билән һуҗум қилишқа урунди

русийә дөләт мудапиә министирлиқи украинаниң йеңидин учқучисиз һава аппаратлирини ишлитип белгород, курски вә бирйански қатарлиқ районларға һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

2041919
русийә:украина тәвәликимизгә учқучисиз һава аппаратлири билән һуҗум қилишқа урунди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, украинаниң шу йәр вақти саәт 09:00 әтрапида айропилан типидики учқучисиз һава аппарати билән русийә земинлириға «террорлуқ һуҗуми» қозғашқа урунғанлиқини, бир учқучисиз һава аппаратиниң белгород һава тәвәликидә етип чүшүрүлгәнликини уқтурди.

арқидин русийә һава мудапиә системилириниң курски вә бирйаниски районлирида икки учқучисиз һава аппаратини тосувалғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, узун өтмәй курски һава тәвәликидә украинаниң бир учқучисиз һава аппаратиниң етип чүшүрүлгәнлики әскәртилди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи йәнә, қара деңиз, қирим, курски вә бирйаниски районлирида украина учқучисиз һава аппарати һуҗумлириниң тосуп қелинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر