ирандики қум борини сәвәбидин бир қисим һөкүмәт органлири тақилип қалди
иранниң шәрқий җәнубидики систан-балучистан өлкисидә қум вә чаң-тозанлиқ һаварайи сәвәбидин көрш мусаписи төвәнләп, бир қисим һөкүмәт органлири тақилип қалди.
2040234

түркийә авази радйоси хәвири: систан-балучистан җидди әһвалларға тақабил туруш идариси башлиқи миҗит муһибби иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи «IRNA» ниң зийаритини қобул қилип, «қум вә чаң-тозанлиқ һаварайи сәвәбидин систан-балучистанниң шималидики забул, зехек, һамун, һирменд вә нимруз шәһәрлиридә бир қисим дөләт органлири тақиветилди» деди.
систан-балучистан метеорологийә идариси баш директори муһсин һәйдариму һавадики чаң-тозанниң көпийиши сәвәбидин көрүш мусаписи забулда 800 метирға вә зехекта 500 метирға чүшүп қалғанлиқини ейтти.
иран мәсуллири аммиға, болупму йүрәк вә нәпәс йоли бимарлириға зөрүр тепилмиса сиртқа чиқмаслиқни тәвсийә қилди.