путин пашинйан билән көрүшти

русийә пирезиденти виладимир путин әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефонда көрүшти.

2040332
путин пашинйан билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийиниң билдүрүшичә, русийә пирезиденти виладимир путин билән әрменийә баш министири никол пашинйанниң телефон сөһбитидә, қарабағ мәсилиси һәққидә музакирә елип берилған.

русийә пирезиденти виладимир путин әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики ихтилапниң қийин өткилидин өткили болидиғанлиқини әскәрткән, шундақла русийә тинчлиқ сақлаш қисминиң актип иштирак қилиши билән һасил қилинған келишимдин вә сөһбәтниң 21-сентәбир өткүзүлидиғанлиқидин хурсән икәнликини билдүргән.

у сөһбәтләрниң русийә тинчлиқ сақлаш қисми қоманданлиқ иштабиниң мурәссәчәликидә өткүзүлидиғанлиқини, қийин шараитларға қаримай, русийә тинчлиқ сақлаш қисминиң тапшурулған вәзипилирини орундаш вә һәрбий дохтурларниму өз ичигә алған пуқраларға йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини қәйт қилған.

телефон сөһбитидә йәнә, кәлгүсидә җиддийчиликни азайтиш вә районниң вәзийитини муқимлаштуруш үмидиму оттуриға қойулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر