пакистан: қарабағ әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини
пакистан қарабағни әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини дәп қарайдиғанлиқини елан қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мумтаз белуч пайтәхт исламабадта өткүзүлгән һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, исламабадниң әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қәтий тәврәнмәй қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим җәзмләштүрди.
у өз дөлитиниң қарабағни әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқлуқ земини, дәп қарайдиғанлиқини байан қилип: «бу позитсийә хәлқара қанунларға, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң қарарлириға толуқ мас келиду» деди.
мумтаз зәһра белуч, һәр қайси тәрәпләрниң әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки тоғрисидики қанунлуқ тәлипини һәр қайси тәрәпләрниң қобул қилишини вә районда мәңгүлүк тинчлиқниң орнитилишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти.
у, пакистанниң әзәрбәйҗан земинлирида мәйданға кәлгән мина партлаш вәқәлиридә қаза қилғанлар үчүн, әзәрбәйҗан хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүридиғанлиқини вә улардин сәмимий һал сорайдиғанлиқини билдүрди.