җйаңсу өлкисидики қуйун апитидә бәш хитай өлди
хитайниң җйаңсу өлкисидә йүз бәргән қуйун апитидә бәш хитай өлүп, төт хитай йариланди.
2040220

түркийә авази радйоси хәвири: хитйайниң шәрқидики җйаңсу өлкисиниң сучиән шәһиридә қуйун апити йүз бәрди.
дашиң вә нәнчай райониға еғир тәсир көрсәткән қуйун апити сәвәбидин аптомобиллар һавада учти. електир истолбилири өрүлүп чүшти.
қуйун апити кәлтүрүп чиқарған һадисидә бәш хитайниң қаза қилғанлиқи вә төт хитайниң йарилинип, балнестқа елинғанлиқи уқтурулди.
дәсләпки мәлуматларға қариғанда, 5512 киши қуйунниң еғир тәсиригә учриған, 1666 өй зийанға учриған һәмдә 405 киши бихәтәр җайларға тарқақлаштурулған.
сучиән шәһиридики 41.8 гектарлиқ деһқанчилиқ мәйданиму еғир бузғунчилиққа дуч кәлгән.