генерал чарлес бровн америка армийәси баш иштаб башлиқлиқиға тәйинләнди
америка кеңәш палатаси вәзипә өтәш муддити ахирлашқан америка армийәси баш иштаб башлиқи генерал – полковник марк миллейниң орниға генерал – полковник генерал чарлез «CQ» бровинниң тәйинлинишини тәстиқлиди.
2040487

түркийә авази радийоси хәвири: америка кеңәш палатаси беләт ташлаш арқилиқ 11 гә қарши аваз билән бровинниң америка армийәси баш иштаб башлиқиға тәйинлинишини мақуллиди.
америка дөләт мудапиә министири лойид остин тәстиқтин кейин йазма байанат елан қилип, бровинни тәбриклиди.
америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон 10 – ийун (2023) бу йилниң ахириғичә армийәси сепидики 650 рәһбәрлик орниниң бошилидиғанлиқини, һазирғичә 365 генерал вә адмиралниң вәзипигә тәйинлинишни сақлаватқанлиқини елан қилғаниди.
америка қанунлириға асасән, һөкүмәт көрсәткән намзатларниң һәммиси кеңәш палатасиниң тәстиқини елиши керәк.