украина: андрийивка кәнтини азад қилдуқ

украина муавин дөләт мудапиә министири анна малйар донетсик райониниң бахмут шәһири йөнилишидики андрийивка кәнтини азад қилғанлиқини билдүрди.

2037635
украина: андрийивка кәнтини азад қилдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: украина муавин дөләт мудапиә министири анна малйар аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, украина қисимлириниң бахмут шәһири йөнилишигә қарап илгириләватқанлиқини ейтти.

малйар русийә армийәсиниң бахмут шәһириниң шимали қисмидики қолдин кәткән нуқтилирини қайта қолға киргүзүшкә урунуватқанлиқини, украина қисимлириниң бахмут шәһириниң җәнубий тәрипидә  мувәппәқийәтлик һалда алға илгириләватқанлиқини қәйт қилди.

у асаслиқ тоқунушларниң андрийивка, курдйумивка вә клишийивка районлирида давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу районлардин андрийивка кәнтини азад қилдуқ. русийә қисимлиридин қайтурувалған нуқтиларда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر