мәккәдә мәктәпләрдә оқутуш бир күн тохтитилди

сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә кечидә башланған гүлдүрмамилиқ йамғур вә боран - чапқун сәвәбидин мәктәпләрдә оқутуш бир күн тохтитилди.

2028143
мәккәдә мәктәпләрдә оқутуш бир күн тохтитилди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мәккә мукәррәмә маарип идариси йерим кечидә башланған гүлдүрмамилиқ йамғур вә боран - чапқун сәвәбидин чаршәнбә күни мәктәпләрдә оқутушниң бир күн тохтитилғанлиқини уқтурған.

хәвәрдә дейилишичә, гүлдүрмамилиқ йамғур вә боран – чапқун тохтиғандин кейин, мәктәпләрниң әһвали көздин кәчүрүлидикән.

бир қисим иҗтимаий алақә таратқу абонтлириниң торда мәккәдин һәмбәһирлигән учурлар, һәрәм әтрапидики инсанларниң боран-чапқун сәвәбидин йолларда түрлүк қийинчилиқларға учриши, кәбәдә мусулманларниң қара йамғур астида намаз оқумақчи болуши вә  чақмақниң саәт мунариға соқулуши қатарлиқ көрүнүшләрни өз ичигә алидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر