гутеррес: русийәниң ашлиқ ианиси тираәедийәни өзгәртәлмәйду

б д т баш катипи гутеррес қара деңиз ашлиқ каридори келишимидин чекингән русийәниң алтә африқа дөлитигә һәқсиз ашлиқ йардими қилидиғанлиқи тоғрисидики байанатини тилға елип: «бир сиқим ианә» дин тирагедийәлик әһвалниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрди

2017185
гутеррес: русийәниң ашлиқ ианиси тираәедийәни өзгәртәлмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: баш катип антонийо гутеррес б д т да күнтәртипкә мунасивәтлик соалларға җаваб бәрди.

у ашлиқ баһасидики өсүшниң бәдилини, һәр йәрдә һәммә кишиниң, болупму тәрәққий қиливатқан дөләтләрдики оттура киримлик қатлам, һәтта тәрәққий қилған дөләтләрдики қоғдиғучисиз кишиләрниң төләйдиғанлиқини тәкитлиди.

у русийәниң алтә африқа дөлитигә һәқсиз ашлиқ йардими қилидиғанлиқи үстидә тохталғанда: «шуңа, барлиқ кишиләргә тәсир көрсәткән бу тирагедийәлик тәсирни, бир сиқим дөләтләргә қилинидиған ианә билән өзгәртиш мумкин әмәс» деди.

русийә пирезиденти путин түнүгүн (27-ийул) петерсбургда өткүзүлгән русийә-африқа башлиқлар йиғининиң ечилишида, ғәрб дөләтлирини русийә йеза игилики експортиға қарши йолға қойулған ембарголар сәвәбидин икки йүзлимичилик билән әйиблигән иди.

у: «кейинки 4-3 ай ичидә буркина фасо, зимбабве, мали, сомали, оттура африқа җумһурийити вә еритирейә қатарлиқ дөләтләргә 25 миң тоннадин 50 миң тоннағичә ашлиқни һәқсиз йәткүзүшкә тәййар болимиз»  дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر