путин кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға син көрүнүшлүк иштирак қилиду

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков мухбирларниң русийә президенти виладимир путинниң кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға қатнишиши билән мунасивәтлик соалиға җаваб бәрди.

2013632
путин кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға син көрүнүшлүк иштирак қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — кремил байанатчиси димирий песков русийә президенти виладимир путинниң җәнубий африқада чақирилидиған кесәк алтун дөләтлири (биразилийә, русийә, хитай, һиндистан вә җәнубий африқа) башлиқлар йиғиниға син көрүнүшлүк һаләттә иштирак қилидиғанлиқини билдүрди.

пирезидент путинниң авғуст ейида җәнубий африқада өткүзүлидиған башлиқлар йиғиниға син көрүнүшлүк һаләттә қатнишидиғанлиқини билдүргән песков: «бу толуқ қатнишиш болиду» деди.

песков русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң кесәк алтун башлиқлар йиғиниға йүзтуранә қатнишидиғанлиқини билдүрди.

 келәр ай чақирилидиған кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилишқа тәййарлиқ қиливатқан җәнубий африқа җумһурийити, хәлқара җинайи ишлар сотиға әза дөләтләрниң бири болуш сүпити билән, йиғинға қатнишиш үчүн тәвәликигә киргән тәқдирдә, рус рәһбәр путинни қолға елиш мәҗбурийити бар.

җәнубий африқа пирезиденти кирил рамафоса кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн дөлитигә келиши күтүлүватқан путинниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң буйруқиға асасән қолға елинишиниң, уруш сәвәби дәп қарилидиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر