шиветсийәниң тәвәликигә натониң вақитлиқ әскәр орунлаштурушиға рухсәт қилди
шиветсийә баш министири улф киристерсон шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әскәрлириниң шиветсийәгә вақитлиқ орунлаштурулушиға йол қойғанлиқлирини елан қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: киристерсон билән дөләт мудапиә министири пал җонсонниң «дагенс нихетер» гезитигә йазған бирләшмә мақалисидә, русийәниң өзлиригә тәһдит елип келишни давамлаштуруватқанлиқи, шиветсийә һөкүмитиниң армийәниң кәлгүсидики бирләшмә мәшғулатларға имканийәт йаритиш үчүн, натоға әза дөләтләр билән тәййарлиқ хизмәтлирини бирликтә елип беришиға рухсәт қилишни қарар қилғанлиқи оттуриға қойулди.
мақалидә: «русийә биз үчүн йәнила тәһдит. киризис йаки уруш йүз бәргәндә, биз чоқум башқа дөләтләрниң һәрбий күчлирини тез сүрәттә районимизға елип келәлишимиз керәк. шиветсийә һөкүмити болуш сүпитимиз билән, натоға әза болмай туруп, нато әскәрлириниң дөлитимиздә вақитлиқ турушиға йол қойдуқ» дегән ибариләргә орун берилди.
русийә- украина уруши башланғандин кейин, финландийә билән қошниси шиветсийә нәччә он йиллиқ һәрбий битәрәплик сийаситигә хатимә берип, 2022- йили 5- айниң 18- күни натоға әза болуш илтимаси сунғаниди.
4-айда финландийә натониң 31- әзасиға айланған болсиму, түркийә билән венгирийә шиветсийәниң әзалиқини һазирғичә тәстиқлимиди.