русийә - хитай армийәлири баш иштаб башлиқлири телефонлашти

русийә армийәси баш иштаб башлиқи валерий герасимов хитай армийәси баш иштаб башлиқи лйу җенли билән көрүшти.

1997845
русийә - хитай армийәлири баш иштаб башлиқлири телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, герасимовниң хитай мәнсәпдиши лийу билән син көрүнүшлүк телефон сөһбити өткүзүп, униң хитай армийәси баш иштаб башлиқлиқиға тәйинләнгәнликини тәбриклигәнликини һәмдә икки дөләт оттурисидики һәрбий һәмкарлиқниң техиму кеңийишини үмид қилидиғанлиқини билдүргәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң қайта рәис болғандин кейинки тунҗи чәт әл зийаритини русийәгә қаритип, пирезидент виладимир путин билән көрүшкәнликини әсләп өткән герасимов, икки рәһбәрниң учришишиниң русийә-хитай универсал шериклик мунасивити вә истратегийәлик һәмкарлиқиниң әң йуқири сәвийәдә икәнликиниң дәлили икәнликини тәкитлигән.

русийә армийәси баш иштаб башлиқи герасимов йәнә: «дунйадики давамлишиватқан һәр хил вәқәләрниң арқа көрүнүшидә чиқирилған қарарлар, рәһбәрлиримизниң бирләшмә байанатида әскәртилгән һәрбий тәрәққийатни чоңқурлаштуруш мәсилилирини өз ичигә алған миллий тәрәққийат вә бихәтәрлик саһәсидики узун муддәтлик нишанни шәкилләндүриду. русийә билән хитайниң хәлқара сәһнидики тиришчанлиқиниң маслаштурулуши дунйа вәзийитини тәңпуңлаштуруш тәсиригә игә» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر